Абдукерим Тудияров 80 яшта
08.06.2018
Абдукерим Тудияров 80 яшта

Маһарәт ИМИРОВА


Истидатлиқ қәләм саһиби


Көрнәклик журналист Абдукерим Тудияров – 80 яшта


Абдукерим Тудияров (Яркәндий) 1937-жили 12-июньда Алмута вилайити, Панфилов наһийәсиниң Надәк йезисида дунияға кәлгән. Ата-аниси Абдурахман вә Тудихан Тудияровлар мәзкүр йезида өткән әсириң 30-жиллири «Қизил батрақ» (кейинки Киров намидики) колхозини тәшкил қилғучиларниң биридин болуп, униң ихтисадини йүксәлдүрүш йолида педакарлиқ әмгәк қилди. Шундақла улар инақ аилидә 9 пәрзәнт өстүрүп, қатарға қошти.


Шуларниң бири Абдукеримниң балилиқ вә яшлиқ чағлири еғир жилларға – тақипләш, уруш, ғалибийәттин кейинки қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләш вә ривалҗандуруш дәвригә тоғра кәлди. Ана жутида башланғуч синипни тамалиғандин кейин, Пәнҗим йәттә жиллиқ мәктивини үлгилик пүтириду. У тоққузинчи синипта оқуватқанда, 1956-жилниң күз күнлириниң биридә шаир Һезим Бәхниязов наһийәгә келип иҗат билән шуғуллиниватқан уйғур яшлирини наһийәлик партия комитетиниң маарип кабинетиға жиғип сөһбәтлишиду, иҗадий әмгәклири билән тонушуп, пикир-мәслиһәтлирини ейтип кетип қалиду. Әнди шу декабрь ейиниң ахирлири Абдукерим Тудияровқа Алмутида шәһиридә өтүдиған яш язғучиларниң Җумһурийәтлик кеңәшмисигә тәклип қилинған телеграмма келиду. Уни синипдашлири көңүллик узитип қойиду. Чоң шәһәргә дәсләп сәпәргә чиққан Абдукерим икки күн кеңәшмә ишиға қатнишип, бу йәрдә қазақ вә уйғур хәлқиниң улуқ намайәндилири Мухтәр Ауезов, Сәбит Муқанов, Ғабит Мусрепов, Әбдилдә Тажибаев, Һезим Искәндәров, Хизмәт Абдулин, Қадир Һасанов, Илья Бәхтия вә башқиларни көрүш, уларни нутуқлирини аңлаш хошаллиғиға муйәссәр болиду. Алмутидин чоң тәсиратлар билән кәлгән у жутдиши Савутҗан Мәмәтқулавниму вуҗудида талантиниң бар екәнлигини сезип, униму йезиш, иҗат билән шуғулинишқа дәвәт қилиду, униңға ақ йол тиләп, сәккиз мисрә шеир йезилған қелин дәптәрни қолиға тутқузиду. Шу-шу болдидә Савутҗанму ишәшлик қолуға қәләм елип, иҗат билән қизғин бәнт болиду. Ахири у уйғур әдәбиятида йоруқ юлтуз болуп парлайду. Шундиму Абдукеримни устаз тутуп мундақ дәп ейтқан екән «Һазир бәзиләр мениңдин қанчилик шаир болушимдин қәттий нәзәр сизниң дәсләпки устазиңиз ким?» – дәп, соришиду. Шу чағда мән һеч бир иккиләнмәйла: «Мениң устазим Абдукерим Тудияров!, – дәп җавап беримән. Униң яхши гувачиси мән 45 жил давамида сақлап келиватқан байиқи шеир – тиләк йезилған қара ташлиқ қелин дәптәр. Рәхмәт, жутдаш!»


Оттура мәктәпни 1957-жили пүтәргән А. Тудияров шу жиллири түләкләргә қоюлған икки жиллиқ әмгәк стажиға егә болуш тәливигә бола туққан колхозида һәрхил ишларда әмгәк қилиду. Әнди 1958-жили наһийәлик гезитниң һәптисигә үч қетим чиқишиға бағлиқ уму гезит редакциясигә тәклип қилиниду. Әдәбий хадим болуп ишләп, икки жиллиқ әмгәк стажини толтурғандин кейин КазГУниң тарих факультетиға тәһсил көриду. Алий билим дәргаһини тамамлап кәлгәндин кейин у йәнә наһийәлик гезит редакциясигә ишқа тәклип қилиниду. Бу йәрдә дәсләп бөлүм башлиғи, андин муһәррәрниң орунбасари хизмәтлирини жуқури атқуриду.


Көрнәклик журналист – тәшкилатчи Абдукерим Тудияров 1979-жили Җумһурийәтлик «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң һәптисигә бәш қетим нәшир қилиниши мунасивити билән мәзкүр гезит редакциясигә ишқа тәклип қилиниду. Бу йәрдә йетәкчи бөлүмләр – йеза егилиги, кейин партия вә сәясий ишлар бөлүмлирини башқурди, қошумчә редакция йенидики кәспий иттипақ тәшкилатиниң рәиси, андин партия тәшкилати кативи хизмәтлирини атқуриду.
Елимиз мустәқилгә еришкән, дәсләпки еғир жилларда йәни, 1992-жилидин башлап А. Тудияров гезитниң дәсләп Талдиқорған вилайити, кейинәрәк Панфилов наһийәси бойичә өз мухбири хизмитидә 2009-жилғичә ишләйду.
Шу нәрсини алаһидә тәкитләш керәкки, қәлими өткүр журналист җумһурийитимиз һаятидики муһим саясий вақиәләргә паал арилишип, уларни йезип хәлқимизгә вақтида хәвәрдар қилип турди. Җумлидин Абдукерим 1992-жили 10-декабрьда өз ишини башлиған Қазақстан Алий Кеңишиниң йәттинчи сессиясиға «Уйғур авази» гезитиниң парламентики мухбир сүпитидә қатнишип, елимизниң мустәқиллигиниң елан қилинғанлиғини, Җумһурийитимизниң дәсләпки Президенти Н. Ә. Назарбаевниң қәсәмъят қилғанлиғини, сөзлигән ялқунлуқ нутуқлирини аңлайду.


Көрнәклик журналист Абдукерим Тудияровниң миллий мәтпуатимиз саһасидики йерим әсирлик үнүмлик паалийити һөкүмитимиз тәрипидин мунасип баһаланди. У 1987-жили Қазақстан Алий Кеңиишиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Үч қетим җумһурийәтлик мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң Пәхрий ярлиғи билән тәғдирләнди, 1996-жили Қазақстан журналистлар иттипақи мукапитиниң лауреати аталди, 2003-жили Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждани, 2009-жили Қазақстанниң Пәхрий журналисти дегән шәрәплик намларға сазавәр болди. Башқиму алған мукапатлири аз әмәс.
А. Тудияров узун жиллар мабайнида язған очерк, хатирилирини жиғип қайта ишләп китап қилип нәшир қиливатмақта. «Өсәк вадисиниң мәрданлири», «Яхшидин бағ қалиду», «Жутдашлар һиммити», «Яркәнтниң мунавәр пәрзәндиси» намлиқ топлам-китаплири шулар җумлисидиндур. Бу китаплар өтмүш һаятимизниң һәқиқий жилнамисидур. Әмгәк сөйгүч журналист һазирму йезиш билән қизғин бәнт.


Абдукерим Тудияров инақ аилиниң қәдирдан атиси, вападар рәпиқиси Һәҗәрбүви иккиси аилидә төрт пәрзәнт өстүрүп, оқутуп, алий билимлик қилип қатарға қошти, бу күнлири өз мутәхәссисликлири бойичә ишләп, тәрәқиятқа мунасип үлүшлирини қошуватмақта. Уларниң қатарини нәврилири толуқтуриватиду. Уларму оқуш әлачилири. Мундақ ейтқанда Абдукерим вә Һәҗәрбүви Тудияровлар инавәтлик вә бәхитлик инсанлар.

 

>
© Национальная ассоциация уйгуров 2019. Все права защищены | При копировании материалов ссылка на сайт обязательна
Разработка сайта ININ.KZ