Рухани жаңғыру
Абдукерим ТУДИЯРОВ,
Қазақстанниң Пәхрий журналисти
Хәлиқниң сөйгү-ишәнчисигә еришкән инсан
Көрнәклик тәшкилатчи, җәмийәт әрбаби Әхмәтҗан Шардинов – 70 яшта
Һәр бир милләтниң, хәлиқниң һәр әсирдә заманға лайиқ йетиплип чиққан мунаввәр пәрзәнтлири болиду. Буниңдин уйғурларму истисна әмәс. Мошу йеңи әсиримиздики шундақ адәмләр тоғрилиқ гәп қилсақ, уларниң алдинқи қатарида Әхмәтҗан Бәкрим оғли Шардиновниң исми тилға елинидиғанлиғи шубһисиз. Буниңға барчә уйғурларниң һәм қошулидиғанлиғиға камил ишинимән. Әхмәтҗан қатардики ишчидин көрнәклик инженер-механик, тәшкилатчи вә җәмийәт әрбаби дәриҗисигичә көтүрүлип, җумһурийитимиз ихтисади вә мәдәнийитиниң тәрәқиятиға салмақлиқ үлүшини қошқан, шу арқилиқ җумһурийәт хәлқигә, дөләт рәһбәрлиригә тонулуп уларниң һөрмәт ишәнчисигә еришкән шәхс. Әхмәтҗан Шардинов уйғурлар арисидин Нурсултан Назарбаев билән әң көп учрашқан инсан десәм, хаталашмаймән. Һәққиқәткә таянсақ Әхмәтҗан Дөләт Рәһбири билән жигирмә қетимдин ошуқ учришип, он қетим рәсмий қобул қилинишида болған екән. Мәлумки, Ә. Шардинов 2010-жили Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәисиниң орунбасари болуп сайланғанда, униң Рәиси Н.Ә. Назарбаев билән йеқин мунасивәттә ишлиди вә Президентқа Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң алтун медалини тақиш бәхтигә муйәссәр болди. Буниң өзи Әхмәтҗан арқилиқ пүткүл қазақстанлиқ уйғурларға бүлдүрилгән чоң һөрмәт-ишәнчә болғанлиғиға мәхрурлинимиз.
Мошундақ шан-шәрәпләргә йетиш йоли Әхмәтҗан Шардинов үчүн йеник болмиғанлиғини мән яркәнтлик жутдиши вә журналист сүпитидә хелә яхши билимән. У өскән аилә маңа яхши тонуш. Бу яркәтлик инавәтлик инсанлар Бәкрим ака Зәйнудинов билән Айимбүви һәдә Хизмәтованиң қувнақ аилиси, Әхмәтҗан шу аилиниң тунҗа пәрзәндиси, у 1947-жили Яркән шәһиридә туғулған. Әхмәтҗан шәһәрдики Крупская намидики рус оттура мәктивиниң 8-синипини пүтәргәндин кейин 1963-жили Алмута политехникилиқ техникумға тәһсил көриду, студентлар кеңишигә рәһбәрлик қилиду. Уни пүтәргәндин кейин жутиға келип Панфилов көмуқонақ хиллаш заводида дәсләп, слесорь-электрик, андин мастер болуп әмгәк йолини башлайду. Вәтән алдидики борчини өтәшкә атлинип, һәрбий қисимда хизмитини өтәш билән биллә рота башланғуч комсомол тәшкилати кативиниң орунбасари вәзиписиниму шәрәплик атқуриду. Шундақ қилип униң җәмийәтлик ишларға болған қизғинлиғи шу жиллардин башлинип, хизмитидә көтүрилгәнсири улар техиму көпәйди.
У 1972-жилдин 1981-жилғичә «Асфальт бетон» ишләп чиқириш бирләшмисидә чоң технолог лавазимида ишлиди, андин нефтьбетон һәм асфальтбетон цехиға рәһбәрлик қилди. Мошу жиллири у Өскемен йол қурулуши институтини сирттин оқуп тамамлавалди. Алий билимлик мутәхәссис 1981–1985-жилғичә Қапчағай йол қурулуш мәхсулатлири комбинатиниң андин, бәш жил давамида Алмута таш ишләп чиқириш заводиниң мудири хизмәтлирини атқурди. 1990-жили альтернатив асаста Алмута «Железобетон» ишләп чиқириш бирләшмисиниң баш мудири болуп сайланди. Кейин мәхсус бирләшмә «Железобетон –АЗМК» жавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи болуп өзгәртилгәндә Ә. Шардинов униң рәһбири болуп тайинлиниду. Бу Кеңәшләр иттипақиниң парчилинип, униң тәркивидики җумһурийәтләр, җумлидин Қазақстан мустәқиликкә еришкән дәсләпки ихтисадий еғир жиллар еди.
Бирақ, шу боһранчилиқ ақивәтлирини Ә. Шардинов башқурған чоң карханиниң йүзлигән ишчилири сәзмиди. Улар адәттикидәк иш орунлирида болуп, аилиқ маашлирини елип, иҗтимаий җәһәттин һимайә қилинған һалда ишлирини давамлаштуруп, тәшвишсиз һаят кәчүрди. Әвзили, жирик кархана кассатлиққа учримай, тәрәққият башқучлириға көтүриливәрди. У боһранчилиқ жиллири тиним тапмиди, пат-пат чәт әлләргә сәпәргә чиқип, фирма, карханиларни арилап, инвесторларни тапти, һәмдостлуқ әллиридә көплигән мәһкимә карханилар билән АЗМК өз ара мунасивәт бағлап, шәртнамиләрни имзалиди.
Буларниң һәммиси карханиниң үзлүксиз вә утуқлиқ ишлишини тәминләп, мәһсулат сүпитиниң көтүрилишигә тәсир йәткүзди. «Алтын сапа» дәп аталған регионаллиқ конкурс-көрүктә мукапатлиқ орунларни егәллиди. АЗМК бу күнлири хәлиқара Ғәрбий Европа-Ғәрбий Хитай автомобиль коридориниң қазақстанлиқ участкисиниң қурулишиға паал қатнишиватмақта.
Умумән ейтқанда, Әхмәтҗан Шардинов 35 жил биринчи рәһбәр болуп ишлигән екән, униң ичидә тоғра 22 жил АЗМКниң баш мудири лавазимини шәрәплик атқурған. 2013-жили у рәһбәрлик қилған АЗМКниң қурулғанлиғиниң 50 жиллиғини чоң коллектив тән-тәнилик нишанлап өтти. Шу жили Әхмәтҗан Бәкрим оғли мәзкүр карханиға рәһбәрлик қилиш тизгини оғли, алий билимлик мутәхәссис Шөһрәт Шардиновқа тәнтәнилик рәвиштә тапшурди. Шундин буян Ә. Шардинов АЗМК җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи мудирләр кеңишиниң рәиси хизмитини атқуриватиду.
Гәпни мошуниң билән тохтатсақ, Әхмәтҗан Шардиновниң һәртәрәплимилик паалийитиниң асасий бир йөнилишини етиварға алмиғанлиқ болимиз. Униң мәзмунлуқ өтүватқан һаятини, узун жиллиқ әмгәк паалийитини җәмийәтлик ишларсиз тәсәввур қилишқа болайду. У җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилған 2003 – 2012-жиллири алаһидә ярқин көрүнди. Мошу жиллири әмәлгә ашурулған нәмунилик ишларни, чарә-тәбдирләрни әскә елишниң өзи һазир арзу-арман болуп қалди, десәм хаталашмаймән. ҖУММда 8 кеңәш қурулуп, улар башқарма мәҗлисидә тәстиқләнгән жиллиқ план бойичә үнүмлик паалийәт елип барди. 2011-жили ҖУММ Достлуқ өйидә аҗритилған мәхсус ханиға көчүп берип паалийитини техиму җанландурди. Асасий күч-қувәт мәхсәт җумһурийәт Президенти Н.Ә. Назарбаев тәрипидин алға қоюлған муһим вәзипиләрни әмәлгә ашурушқа сәпәрвәр қилинди. Ейтсақ Әхмәтҗан рәһбәрлигидә әмәлгә ашурулған мундақ изгүлик ишлар дәстә-дәстә
Ә. Шардиновниң хәлиқ мәнпийити, елимизниң тәрәққияти йолида төккән маңлай тәри, әмгәк әҗри жуқури баһалинип, у «Парасат», ІІ дәриҗилик «Достык» орденлири вә бир қанчә медальлар билән мукапатланди, Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий йол ясиғучиси, Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң Пәхрий граждани, хәлиқара транспорт академиясиниң академиги (Санкт-Петербург) шәрәплик намларни елиш хошалиғиға сазавәр боли. У «НурОтан» ХДП Сәясий кеңишиниң әзаси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кеңишиниң әзаси, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати сүпитидиму әмәлгә ашурған яхши ишлири аз әмәс.
Бу җәһәттин вападар рәпиқиси Клариниңму сиңәргән әмгиги, төккән меһир- еқидисини тилға елип өткән ошуқлиқ қилмайду. У яқ алий билимлик ихтисатчи. Кейинки жиллири Клара ҖУММ йенидики «Иш биләрмән аяллар» клубиға рәһбәрлик қиливатиду. У яқ һәрқачан Әхмәтҗанниң тағдәк таянчи-йөләкчиси, мәслиһәтчисидин болуп, уни дайим изгүликләргә дәвәт қилип келиватмақта. Уларниң ибрәтлик аилисидә дунияға кәлгән үч пәрзәндисиму – Бәхтияр, Шөһрәт, Рустәмләрму заманға лайиқ әзимәтләрдин болуп өсүп йетилди. Нәврилириму қатарға қошулуп, яхшилар сепини толуқтурмақта. Аилә яхши, бала яхши дегән мошу әмәсму.
Инавәтлик инимиз Әхмәтҗан Бәкрим оғлини шанлиқ 70 яшлиқ тәвәллуди билән қизғин тәбрикләп, униңға сағлам-саламәтлик, ишиға чоң утуқлар вә аилисигә бәхит-саадәт тиләймиз.