Рәхмәтжан ЙҮСҮПОВ,
Филология пәнлириниң намзити.
Ақ йол саңа, Нариман!
Қазақстан уйғурлириниң мәмләкәтниң илим-пән, мәдәнийәт, санаәт, ишләпчиқириш, йеза егилиги охшаш һәрхил саһалирида алаһидә көзгә көрүнүп келиватқанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Әйнә шундақ саһаларниң йәнә бири спорттиму уйғур пәрзәнтлириниң дунияға тонулуп келиватқанлиғи бизни хошал қилиду, әлвәттә. Өз вақтида Қазақстанни дунияға тонутқан атақлиқ бокс маһири вә кино актери Абдурешит Абдрахмановниң исмини аңлисақ, бөләкчә һаяжанлинип, хәлқимиз ичидин йетилип чиққан әйнә шундақ әзимәтләрдин мәғрурлинип кетимиз. Әнди униң изини бесип, бүгүнки күндә елимизниң спорт саһасидики утуқлирини намайиш қиливатқан яш спортчиларниңму мәйданға чиқиватқанлиғи бизгә алаһидә бир жуқури кәйпият беғишлимақта. Йеқинда биз әйнә шундақ бир хошаллиқниң шаһиди болдуқ.
Қазақстанниң аммивий әхбарат васитилиридә, ижтимаий торлирида қазақстанлиқ спортчи Нариман Қурбановниң Австралия шәһири Мелбурнда өткән гимнастика бойичә дуния мусабиқисидә алтун медальға еришкәнлиги тоғрилиқ хәвәрни аңлишим билән мәндә униң билән көрүшүп, тонушуш истиги пәйда болди. Мениң бу нийитимниң әмәлгә ешишида «Кентавр» талантлиқ спортчиларға ярдәм қилиш җәмийәтлик фондиниң президенти, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән тренери Махмут Искәндәров вә «Доппалайф» яшлар торбетиниң рәһбири Сүлфи Мәшрәпов ярдәмдә болди. Ейтмақчи, улар Нариман Қурбановни шу күни кәчтә Алмута аэропортида қарши алидидиғанлиғини, әтиси, йәни 28-февральда униң олимпиада чемпиони Нелли Кимниң Гимнастика академиясидә бир күн мәшиқтә болуп, униң әтиси бир нәччә күнгә йәнә сәпәргә атлинидиғанлиғини ейтқанда, мән барлиқ ишлиримни ташлап, шу күни сәһәрдә дегән йәргә, дегән вақтида йетип кәлдим. Махмут ака мени алди билән Нариманниң дадиси һәм тренери Һүсән ака Қурбанов билән, андин көп вақит өтмәй бизниң асасий қәһриманимиз билән тонуштурди.
20 яшлиқ бу жигит Алмута шәһиридә туғулуп, бәш йешидин тартип гимнастика билән шуғулланған екән. Һазир у Қазақ спорт вә туризм академиясиниң студенти. 2017-жили Нариман Монреалда өткән гимнастика бойичә дуния чемпионатиға қатнашти. У мәзкүр мусабиқидә мукапатқа еришәлмисиму, «ат үстидә» орунлиған техникилиқ жәһәттин мурәккәп һәрикити Гимнастика бойичә хәлиқара федерация тәрипидин жуқури баһалинип, бу комбинация Нариманниң һөрмитигә «The Kurbanov» дәп рәсмий тиркәлди. Әнди 22-25-февраль күнлири Мельбурнда өткән хәлиқара мусабиқигә 15 мәмликәттин 63 спортчи қатнашқан болуп, улар гимнастикиниң алтә түри бойичә мусабиқигә чүшкән еди. Дунияниң атақлиқ спортчилири қатнашқан әйнә шу мусабиқидә Нариманниң «ат үстидики» һәрикити 14,933 пай билән алтун медальға тәвсийә қилинса, тайванлиқ Чи Кай Ли 14,833 пай билән иккинчи орунни, австралийәлик Кристофер Ремкес болса 13,400 пай билән үчинчи орунни егилиди. Нариманниң бу мусабиқиниң мукапат тапшуруш мәрасимидики кәйпиятини сориғинимда, у мундақ дәп жавап бәргән еди: «Әлвәттә, у вақиттики сезимлиримни ейтип йәткүзәлмәймән. Болупму елимизниң гимни орунланған вақитта. Мениң һәтта тамиғимда һәммә нәрсә қуруп, өзәмниң қәйәрдә турғунумни сәзмәй қалдим. Бу мениң һаятимдики әң унтулмас сезимлар».
Гимнастика бойичә тонулған тренерлар Һүсән Қурбанов, Андрей Николаев, Махмут Искәндәровларниң ейтишичә, Нариманниң Мельбурндики утуғи Қазақстан үчүн чоң йеңилиқ болуп һесаплиниду. Һазир Наримандин башқа Һаким Мусаев, Ильяс Әзизов охшаш уйғур жигитлиридинму чоң үмүтләр күтүлмәктә. Нариман Қурбанов билән көрүшкән күни у өзиниң пат йеқинда Әзәрбәйжан пайтәхти Бакуда болидиған хәлиқара мусабиқигә атлинидиғанлиғини ейтқан еди. Биз пурсәттин пайдилинип, яш спортчимиз һәм пәхримиз Нариман Қурбановниң буниңдин кейинму елимиз Қазақстанниң туғини егиз көтирип, йеңи утуқларға йетишигә тиләкдашмиз. Ақ йол саңа, Нариман!