АТУ ПАҖИӘСИГӘ 100ЖИЛ
Бирлик вә өмлүк болғанда
Мәлумки, өткән жилиниң ахирлирида ЖУЭМ мәркизиниң рәиси Ш. Нурумов башчилиғидики жиғинда 2018 жилға планланған чарә- тәдбирләр қатарида уйғур хәлқиниң тарихидики «Ату паҗиәсиниң» 100жиллиғини кәң миқяста хатириләп өтүшни қарар қилған еди. Бу ишқа мәсъулий болушқа УМАниң рәиси Һ. Мәмәтов бәлгилинип, 20гә йеқин комиссия әзалири сайланған еди.
Шундин буян комиссия әзалири өз вәзипилирини тапшуруп елип мәлум күнлири баш қошуп, планлиқ ишләп кәлмәктә.
Норуз ейиниң 3күни НАУ ниң рәиси Һ. Мәмәтов башчилиғида «Ату»ниң 100жиллиғини өткүзүш бойичә комиссия әзалири Лаварға берип, нәқ мәйданда учрушуш өткәзди. Бу учрушишқа йеза ақсақаллири, жут башчилири, активистлар вә яшлар қатнашти. Лавардики кона ядикарлиқниң йениға жиғилған жут автивистлири архитектор Р. Шамахунов вә бу ишниң рәсмийәтлири билән көптин бери ишләватқан А. Вайденова билән йеңидин қоюлидиған монументниң үлгисини көпчиликкә көрсәткәндә, һәммә қоллап-қувәтлиди. Бу йәргә жиғилған кәсипкәрләр, тиҗарәтчиләр монумент қоюлушидин авал йәрләрни түзләш, чиңдаш қатарлиқ ишларни пухта орунлинишини қолға елишни өз зиммисигә алса, йеқин йезилардин кәлгән ханум-қизлар монумент әтрапини гүл-гиялари билән тәминләшни өз үстигә елишни вәдә қилди.
Учрушишниң асасий қисми жиғин Қаритуруқ йезисиниң оттура мәктивидә давамлашти. Алди билән УМАниң рәиси Һакимҗан Мәмәтов бу чарә-тәдбирниң муһимлигини, ата- бовиларниң роһлириға һөрмәт билдүрүш, тарихни билиш вә яш әвлатқа тарих савақлирини үгүнүш зөрүрлигини вә буниңдин кейин мундақ паҗиәләр тәкрарланмаслиғи үчүн муһимлигини тәкитлиди.
Лавардики монументниң рәсимийәт вә қайта қуруш ишлирини башқуруватқан җәмийәтлик ишларниң активисти, мошу чарә-тәдбирниң тәшәббускарлириниң бири Айниса Вайденова, комиссия әзаси алим Рәхмәтҗан Йүсүпов вә йеза жигит башлири һәр ишта бирлик, инақлиқ вә зор ишәнчиниң муһим екәнлигини тәкитлиди.
Йеза һакими Е.Самсыбеков, йеза ақсақаллиридин М.Абдуллаев бир еғиздин ядикарлиқни орнутишниң муһимлигини, һәммә бирликтә ярдәм беридиғанлиғини билдүрди. Бу чарә- тәдбирләрниң нәқәдәр муһим екәнлиги, бегуна қәтл қилинған ата-бовиларниң роһини хуш қилип, Ипәк йолида мәңгүлүк ядикарлиқ пәйда болса, келәчәк әвлатқа пайдилиқ болидиғанлиғини тәкитләп, һәр тәрәплимә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди.
Жиғин давамида нурғунлиған йеза турғунлири сөзгә чиқип, жуқурий тәшәббускарлиқ билән өз пикирлирини оттурға қойди, қолидин келидиған ярдәмлирини айимайдиғанлиғини, тамақ билән тәмин қилиш ишлирини новәт билән елип бериш қатарлиқ ишларни өз зиммисигә алидиғанлиғини вәдә қилди.
Әркин Жумаев ихтисат-һесават ишлириға мәсъул болуп сайланди. Вә қалған ишларни өз мүмкинчилигигә қарап тәхсим қилип, йезидики жигит башлири вә иш биләрмәнләрдин тәркип тапқан 20гә йеқин комиссия әзалири сайланди.
Йеза ақсақаллиридин бири болған Баққожа Қоғанбаев өзиниң бу ишқа һаяҗанлиқ билән хурсәнд болғанлиғини, бу жутларда әзәлдинла қазақ, уйғур вә башқа милләт вәкиллири инақ-иҗил яшап келиватқанлиғини тәкитлиди. У киши өзи 1993-жили А. Розибакиевниң жутида әрбапқа атап қоюлған һәйкәлниң ечилиш мурасимидики докладни язғанлиғини мәғрурлинип сөзләп бәрди.
Жиғинниң йәкүнидә йеза ақсақали Иминҗан Насиров «Ату»ниң 100 жиллиғини хатириләшниң муһимлигини тәкитләп, жутни бирликкә чақирди, бу ишларниң бешида турған УМАниң рәиси Һакимҗан Мәмәтов билән Айниса Вайденоваларға чидамлиқ вә мувапәққийәтләр тилиди.
Наиләм ҺӘМРАЕВА.