Муһәммәд Салиһ
08.06.2018
Муһәммәд Салиһ

Муһәммәд Салих аләмдин өтти


Улуқ алима, тилшунаш вә тәрҗиман Муһәммәд Салиһ дамоллам һаят вақтида, «Қуръан кәримниң уйғурчә тәрҗимиси»ни тәйарлап, хәлқимизниң тарихтики әң чоң бошлуғини толдуруш билән биргә, «Муһәммәд Әләйһиссаламниң тәрҗимә һали», «Яхшилар бағчиси», «Сәһиһулбухари җәвһәрлири» қатарлиқ муһим исламий әсәрләрни нәшир қилдуруп, хәлқимизниң йүксәк билимгә болған тәшналиғини қандурушта муһим роль ойниған. Мәрһум, Муһәммәд Салиһ дамолламниң ятқан йери җәннәттә болсун! Хәлқимиз үчүн сиңдүргән әҗригә Аллаһтин ахирәттә катта инъамлар тиләймиз!


Иҗтиһатлиқ төһпикар өлима, алим Муһәммәд Салиһ дамоллам 1936 – жили Атуштики тонулған өлима Салиһ дамолла һаҗимниң аилисидә дунияға кәлгән. Муһәммәд Салиһ көп жиллиқ җапалиқ әмгәк қилған «Қуръан кәрим»ни әрәбп тилидин уйғур тилиға тәләпкә лайиқ рәвиштә тәрҗимә қилип чиққан, шундақла «Қуръан кәрим»ниң бу тәрҗимә нусхиси Сәуди Әрәбистан падишаһи Фәһдиниң тәстиқлиши вә әмри билән падишаһниң қуран бесиш мәтбәсидә бир қанчә йүз миң данә бесилип, мунасивәтлик дөләтләргә тарқитилған. У ишлигән «Қуръан кәрим» уйғурчә тәрҗимисиниң силавьян йезиғидики нусхиси Москвада нәччә миң нусха билән тарқитилип, Оттура Азиядә яшаватқан уйғурларниң бирдәк алқишиға еришкән.
Муһәммәд Салиһ йәнә һәдис илмидики алтә ишәнчлик, нопузлуқ китапларниң биринчиси болған «Сәһиһулбухари» ни вә «Муһәммәд Әләйһиссаламниң тәрҗимһали» қатарлиқ китапларни әрәпчидин уйғурчиға тәрҗимисини нәширгә тайярлиған. Улардин башқа, у язған «Қуръан кәримниң 29-вә 30-парилириниң тәпсири», ислам этикисиға аит 30 нәччә темини өз ичигә алған «Қуръан кәрим вә һәдисләрдин талланма» намлиқ китап вә оттура һәҗимлик «әрәбчә-уйғурчә луғәт» нәширдин чиқип кәң хәлиқ аммисиниң жуқири баһасиға еришкән. Болупму алимниң 20 жиллиқ җапалиқ әҗри вә жүрәк қениниң мевиси болған чоң һәҗимдики «әрәбчә-уйғурчә чоң луғәт» 2002-жили «Хәлиқ нәшрияти» тәрипидин нәширдин чиқип, бу саһадики зор бошлуқни толдурди. Йәнә, «Дуаниң әһмийити вә хасийәтлик дуалар» намлиқ китабиму нәширдин чиқип тарқитилған.

 

Муһәммәд Салиһниң тәтқиқати диний темилар биләнла чәклинип қалмастин, йәнә уйғур классик әдәбияти, тарих, тил, маарип саһалириғиму тохтилиду. Муһәммәд Салиһ өзи ялғуз вә башқилар билән һәмкарлишиш асасида «җамиуттәварих», «Тәварих хәмсә», «Ғазат дәр мүлки чин», «Иһя улумиддин», «Мәктубат», «Тәзкирәи әзизан», «Сиррулмухлис», «Зәпәрнамә», «Тәзкирәи увәйсиййә», «Тәварих җәдидә», «җәһдулмуқил» қатарлиқ китапларни тәрҗимә қилип, илмий тәтқиқат ишлирини мол материаяллар билән тәмин әткән. У «Түрки тиллар диваниниң муқәддимисини оқуғандин кейин», «Улуғ әдиб Тәҗәллиниң әдәбий иҗадийәтлири тоғрисида», «Руқәати нәваий һәққидә», «Апақ ғоҗа мазири вә униң тарихий арқа көрүнүши тоғрисида», «Мазар пәрәслик вә униң уйғурлардики хусусийәтлири», «Қутадғу биликтики удғурмиш образи тоғрисида», «Уйғур дияридики диний маарипи вә униң тарихий өтмүши», «Ислам дини тарихидики хавариҗлар гуруһи», «Шиә исмаилийә мәзһипи вә униң тарихи тоғрисида», «Уйғур дияридики мазарлар тоғрисида», «Мәхдум әзәм вә униң нәсәбнамиси», «Ислам дини вә илим пән», «Дуаниң әһмийити вә хасийәтлик дуалар», «Аллаһниң гөзәл исимлири вә сүпәтлири» қатарлиқ илмий мақалиләрни язған.

 

Муһәммәд Салиһ уйғур классик әдәбияти тәтқиқати биләнму шуғулланған. «Тәҗдид» намлиқ ғәзәлләр диванини, «Тутнамә»ни, чоң һәҗимлик дастан «Муһәббәтнамә», Һүсәйинхан Тәҗәллиниң вә дадиси Салиһ дамолла һаҗимниң бир қисим шеирлирини нәширгә тәйярлап вә «Булақ» журнилида елан қилған. Муһәммәд Салиһ бир тәрәптин җапалиқ илмий тәтқиқат қилса, 1987 йилдин башлап ислам иниститутиниң мудири болған.


Уйғур академияси <<ئۇيغۇر تىلىم گۇرۇپپىسى>> тәйярлиди.

 

>
© Национальная ассоциация уйгуров 2019. Все права защищены | При копировании материалов ссылка на сайт обязательна
Разработка сайта ININ.KZ